чилидики от апитидә қаза қилғанларниң сани ашмақта
җәнубий америка дөлити чилиниң оттура вә җәнубий қисмиға еғир тәсир көрсәткән орман от апитидә қаза қилғанларниң сани 110 ға йәтти.
түркийә авази радийоси хәвири: чили даирилири от апитиниң әң еғир тәсиригә учриған бир қисим районларда җиддий һаләт даирисиниң кеңәйтилгәнликини вә қаза қилғанлар саниниң110 ға чиққанлиқини елан қилди.
пирезидент габриел борич шараитни нәзәрдә тутқанда, от апитидә һайатидин айрилғанларниң көпийиши мумкинликини, дүшәнбә вә сәйшәнбә (6-7-феврал) күнлирини қаза қилғанлар үчүн «дөләтлик матәм күни» елан қилғанлиқини ейтти.
ички ишлар министири каролина тоһа от өчүрүш хадимлириниң тәхминән 40 нуқтида отни контроллуқ астиға алғанлиқини, 29 нуқтида от апитигә қарши күрәшниң давамлишиватқанлиқини әскәртти.
ички ишлар министири каролина тоһа йәнә, бәзи җайларда от апитиниң «қәстән» пәйда қилинған болуши мумкинликини ойлшиватқанлиқлирини ейтқан иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
сәуди әрәбистан билән йапонийә һәмкарлиқ келишими түзди
сәуди әрәбистан билән йапонийә оттурисида һәмкарлиқ кеңиши қурулди.
русийә йадро қораллирини ишлитиш мәшиқини башлиди
русийә йадро қораллирини ишлитишни мәшиқ қилидиған маневирини башлиди.