чилидики от апитидә қаза қилғанларниң сани ашмақта

җәнубий америка дөлити чилиниң оттура вә җәнубий қисмиға еғир тәсир көрсәткән орман от апитидә қаза қилғанларниң сани 64 кә йәтти.

2097476
чилидики от апитидә қаза қилғанларниң сани ашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: чили даирилири от апитиниң әң еғир тәсиригә учриған бир қисим районларда җиддий һаләт даирисиниң кеңәйтилгәнликини вә қаза қилғанлар саниниң 64 кә чиққанлиқини елан қилди.

пирезидент габриел борич шараитни нәзәрдә тутқанда, от апитидә һайатидин айрилғанларниң көпийиши мумкинликини, дүшәнбә вә сәйшәнбә (6-7-феврал) күнлирини қаза қилғанлар үчүн «дөләтлик матәм күни» елан қилғанлиқини ейтти.

ички ишлар министири каролина тоһа от өчүрүш хадимлириниң тәхминән 40 нуқтида отни контроллуқ астиға алғанлиқини, 29 нуқтида от апитигә қарши күрәшниң давамлишиватқанлиқини әскәртти.

ички ишлар министири каролина тоһа йәнә, бәзи җайларда от апитиниң «қәстән» пәйда қилинған болуши мумкинликини ойлшиватқанлиқлирини ейтқан иди.  


خەتكۈچ: #от апити , #чили

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر