йавропа иттипақи хусийларға қарши һәрбий қисим тәшкилләйду

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили боррел йавропа иттипақиниң йәмәндә иран қоллаватқан хусийларниң һуҗумиға қарши туруш қисимлириниң 19-феврал (2024) дин тартип вәзипә иҗра қилишни башлайдиғанлиқини елан қилди.

2096209
йавропа иттипақи хусийларға қарши һәрбий қисим тәшкилләйду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел йавропа иттипақиниң дөләт мудапиә министирлири билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, қизил деңизда вәзипә өтәйдиған «аспидес» (Aspides) намлиқ йавропа иттипақи деңиз армийә қисми тоғрисида тәпсилий тохталди.

у: «қоғдиғучи мәнисини билдүридиған < аспидес> намлиқ һәрбий қисим пәқәт сода парахотлиринила қоғдайду, бу қоғдаш вәзиписини асас қилиду. һәрбий қисимниң һечқандақ һуҗум қилиш вәзиписи йоқ, вәзипә иҗра қилишта һәрбий парахотлар вә һава қоғдиниш қораллиридин пайдилиниду.  бу қетимлиқ вәзипә иҗра қилишқа йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң һәммиси қатнашмиди. кечиккәндә 19-февралғичә < аспидес>  қисмимизни тәшкилләп, вәзипимизни башлаймиз. мәнму шундақ болушини үмид қилимән. иттипаққа әза дөләтләр буниңда күчлүк ирадилирини намайан қилди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر