блинкен мушу һәптә ахири йәнә оттура шәрқ зийаритини башлайду

америка ташқи ишлар министири антони блинкен мушу һәптә ахири йәнә бир қетим оттура шәрқни зийарәт қилип, ғәззәниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилиду.

2096138
блинкен мушу һәптә ахири йәнә оттура шәрқ зийаритини башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай ташқи ишлар министири антони блинкенниң оттура шәрқ зийарити тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, блинкенниң ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш, уруш тохтитилғандин кейин, районни қандақ башқуруш вә қурулуш еһтимали болған мустәқил пәләстин дөлитини етирап қилиш қатарлиқ темиларни музакирә қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадилири 7-өктәбир (2023) исираилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғиған иди.

исираилийә армийәсиму ғәззәгә қарши «төмүр қилич һәрбий һәрикити» ни башлиғанлиқини елан қилған иди.

икки тәрәпниң күнсери кәскинләшкән тоқунушлирида, кичик балилар вә айалларни өз ичигә алған 27 миң пәләстинлик җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر