иранда намәлум кишиләр икки сақчини өлтүрүп, төт сақчини йаридар қилди

иранниң фарс өлкисидә кимлики намәлум қораллиқ кишиләрниң бихәтәрлик қисимлириға оқ чиқириши нәтиҗисидә, икки сақчи қаза қилип, төт сақчи йариланди.

2095454
иранда намәлум кишиләр икки сақчини өлтүрүп, төт сақчини йаридар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәсмий хәвәр агентлиқи ирна (IRNA( ниң хәвиригә асасланғанда, фарс өлкисигә қарашлиқ нәйриз районида бир гуманлиқ аптомобилниң ичидики қораллиқ кишиләр аптомобилни тохтатмақчи болған бихәтәрлик қисимлириға қаритип оқ чиқарған.

һуҗумда, икки сақчи қаза қилип, төт сақчи йариланған.

һуҗумчиларниң зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилири болуши мумкинлики вә нәқ мәйдандин қечип кәткәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر