шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи хитайниң җәнубий деңиздики һәрикитини музакирә қилди

шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи (ASEAN) ниң ташқи ишлар министирлири лаоста топланди.

2094903
шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи хитайниң җәнубий деңиздики һәрикитини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи ташқи ишлар министирлири лаоста топлинип, хитайниң җәнубий деңиздики һәрикәтлири вә бирманиң йеңи вәзийитини музакирә қилди.

шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң тор бетидики байанатида, иттипақниң нөвәтчи рәисликини 1-йанвар (2024) тапшурувалған лаосниң саһибханлиқида, әза дөләтләр ташқи ишлар минстирлириниң топланғанлиқи билдүрүлди.

йиғин рамкисида «җәнубий деңиздики ихтилаплар, деңиз бихәтәрлики вә хитайниң һәрикәтлири» үстидә өзара пикир алмаштурған ташқи ишлар министирлири, бирманиң нөвәттики вәзийитиниму музакирә қилди.

һиндонезийә ташқи ишлар министири ренто марсуди шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақиниң бирма үчүн бәлгиләнгән бәш маддилиқ пилан-лайиһәсини асас қилиш вәдисини қизғин қарши алидиғанлиқлирини билдүрди.

у америка, әнглийә вә канада қатарлиқ бәзи дөләтләрниң «оттура шәрқтики пәләстинлик мусапирларға йардәм қилиш агентлиқи» ни қоллашни тохттиш қараридин чоңқур қайғурғанлиқлирини қәйт қилди.

бирма 2021-йили февралда армийә һөкүмәтни өткүзүвалғандин буйан тунҗи қетим қатнашқан шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғинида, йуқири дәриҗилик әмәлдар дав малар танхтаик бу дөләткә вәкиллик қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر