шималий корейә бир һәптидә үч қетим башқурулидиған бомба синақ қилди

җәнубий корейә армийә баш иштаби шималий корейәниң сериқ деңизға чарлиғучи башқурулидиған бомба қойуп бәргәнликини хәвәр қилди.

2095062
шималий корейә бир һәптидә үч қетим башқурулидиған бомба синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә армийә баш иштаби байанат елан қилип, шималий корейәниң шу йәр вақти 07:00 дә сериқ деңизға чарлиғучи башқурулидиған бомба қойуп бәргәнликини билдүрди.

җәнубий корейәниң һошийарлиқни күчәйткәнлики әскәртилгән байанатта: «армийәмиз америка билән қойуқ һәмкарлиқ орнитип  шималий корейәниң иғвагәрчиликини йеқиндин көзәтмәктә» дейилди.

җәнубий корейә йонхап агентлиқи буниң шималий корейәниң йеқинқи бир һәптә ичидә қилған үчинчи қетимлиқ чарлиғучи башқурулидиған бомба синиқи икәнликини хәвәр қилди.

шималий корейә ахбарат агентлиқи (KCNA) ниң 19-йанвардики хәвиригә қариғанда, шималий корейә тәтқиқ қилиниватқан «5-23-хәйл» су асти йадро қорал системисини синақ қилған.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر