иран америка базисға қилинған һуҗум билән мунасивитиниң йоқлуқини елан қилди

иранниң б д т да турушлуқ даимий вәкили «американиң сүрийә-ийорданийә чеграсидики һәрбий базисиға қилинған һуҗум билән һечқандақ мунасивитиниң йоқлуқини» елан қилди.

2094544
иран америка базисға қилинған һуҗум билән мунасивитиниң йоқлуқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирна (IRNA) хәвәр агентлиқи иранниң б д т дики даимий вәкили елан қилған байанатқа орун аҗратти.

байанатта, «иранниң у һуҗум билән һечқандақ мунасивити йоқ. тоқунуш, америка һәрбий қисимлири билән райондики қаршилиқ көрситиш күчлири оттурисидики өзара өч елиш һәрикәтлиридур» дейилди.

америка пирезиденти җо байдин ийорданийә-сүрийә чеграсидики һәрбий һәрбий базиға учқулар билән қилинған һуҗумда, үч әскәрниң җенидин айрилип, 34 әскәрниң йариланғанлиқини билдүргән иди.

ийорданийә һөкүмити америка базисиға қилинған һуҗумниң ийорданийә земинида әмәс, бәлки сүрийә чеграсидики тенеф һәрбий базисида йүз бәргәнликини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر