исраилийә авийатсийә ширкити җәнубий африқаға қатнашни тохтитидиғанлиқини уқтурди

исраилийә авийатсийә ширкити —әл ал, хәлқара әдлийә сотиға исраилийә үстидин ирқий қирғинчилиқ әрзи сунған җәнубий африқаға авийатсийә қатнишини тохтитидиғанлиқини елан қилди.

2094113
исраилийә авийатсийә ширкити җәнубий африқаға қатнашни тохтитидиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә дөләт телевизийәси — кан, әл алниң мартниң ахиридин башлап җәнубий африқаниң җоһаннисбург шәһиригә қатнашни тохтитидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

йәнә бир тәрәптин, «исраилийә вақит гезити»ниң әл ал авийатсийә ширкитиниң байанатчисини мәнбә қилған хәвиридә, җәнубий африқа тел авив үстидин ирқий қирғинчилиқ әрзи сунғандин кейин, исраилийә пуқралириниң җәнубий африқаға учушни халимайдиғанлиқи мәлум қилғанлиқини, шуңа авийатсийә сәпәрлирини әмәлдин қалдурғанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر