москва: натониң маневир пиланлири уруш хәвпини ашуруветиду

русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси марийа захарова шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң русийә чеграсиға йеқин районларда һәрбий маневир өткүзүш пиланлириниң уруш хәвпини ашуруветидиғанлиқини билдүрди.

2094114
москва: натониң маневир пиланлири уруш хәвпини ашуруветиду

түркийә авази радийоси хәвири: байанатчи марийа захарова пайтәхт москвада өткүзүлгән һәптилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида байанат бәрди.

ғәрб дөләтлириниң украинаниң белгород районида 65 нәпири украиналиқ әсир болуп җәмий 74 киши олтурған русийә айропиланини етип чүшүрүшигә билдүргән инкаси һәққидә тохталған захарова: «ғәрб буниңға қарамларчә инкас қайтурди. улар пәқәт қарамла әмәс, террорлуқ һуҗумини тоғра чүшинип, уни ақлийалайдиған кишиләр. дөт, виҗдансиз вә әхлақсиз кишиләрла террорлуқ йаки ашқун һәрикәтләр билән шуғулланғучиларни қоллайду» деди.

нато өткүзүшни пиланлаватқан «2024 мустәһкәм қоғдиғучи» намлиқ һәрбий маневир һәққидә тохталған захарова, бу маневирларниң русийә чеграсиға йеқин районларда өткүзүлүшиниң «қутритиш характерлик»  икәнликини әскәртип: «вәзийәтни қәстән йаманлаштурушни мәқсәт қилидиған бу қәдәм, уруш хәвпини ашуруп, йавропаға ечинишлиқ ақивәтләрни елип келиду» деди.

захарова русийәниң нато дөләтлиригә һуҗум қилиш нийити йоқлуқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر