һамас: һуҗумларниң ахирлишиши шәрт

һамас сийасий бийуросиниң әзаси осама әл һәмдан: «исраилийә билән әсир алмаштуруш келишиминиң бирдинбир шәрти, ғәззә райониға қаритилған һуҗумни пүтүнләй ахирлаштуруш» деди.

2093726
һамас: һуҗумларниң ахирлишиши шәрт

түркийә авази радийоси хәвири: һамас сийасий бийуросиниң әзаси әл һәмдан һамасниң ливан пайтәхти бейруттики ишханисида, 111 күндин буйан исраилийәниң һуҗуми астида туруватқан ғәззә райони һәққидә байанат елан қилди.

у исраилийә билән һамас оттурисида йеңи әсир алмаштуруш келишими вә һуҗумларни пүтүнләй тохтитиш үчүн мурәссә қилғучи дөләтләрдин кәлгән тәклипләргә әстайидил муамилә қилғанлиқлирини билдүрүп: « тутулған исираилийә әскәрлириниң аилисидикиләр билән тирик җәм болалиши үчүн, хәлқимизгә қаритилған һуҗумларниң пүтүнләй тохтитилиши керәкликини тәкитләймиз» деди.

у исраилийә баш министири нетанйаһуниң хийал дунйасида йашаватқанлиқини, ғәззәгә қарши урушни изчил давамлаштуруп бир қисим нишанлириға йәтмәкчи болғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди: «ғәззә униң хийали, пилани, арзуси вә қошуниниң қәбриси болиду.»

у нетанйаһуниң өзиниң йалғанчилиқи вә хийаллирини хәлқигә таңмақчи болуватқанлиқини әскәртип: «нетанйаһуниң һәр күни өлүватқан йаки һамасниң қолида тутуп турулуватқан исраилийә әскәрлириниң һайатиға көңүл бөлмәйдиғанлиқи» ни тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر