финландийә исираилийәниң өзини қоғдашни тәләп қилалмайдиғанлиқини билдүрди

финландийә ташқи ишлар министири елина валтонен (Elina Valtonen) исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумини тәнқид қилип, исраилийәниң әмди өзини қоғдашни тәләп қилалмайдиғанлиқини ейтти.

2093683
финландийә исираилийәниң өзини қоғдашни тәләп қилалмайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: финландийә ташқи ишлар министири елина валтонен германийә ахбарат оргини р н д (RND) ниң зийаритини қобул қилғанда, һәр күни ғәззәдә нурғун пуқраниң өлүватқанлиқини, әмма исраилийәниң буниң алдини елиш үчүн һечқандақ тиришчанлиқ көрсәтмигәнликини билдүрди.

у мундақ деди:

«исраилийә йәнила өзини қоғдашни тәләп қилаламду? йақ, өзини қоғдаш дәври ахирлашти. наһайити ениқ дәймәнки, әмди йәтти, ғәззәдики пуқралар дәрһал <инсанпәрвәрликни чиқиш қилған вақитлиқ уруш тохтитиш> қа вә инсанпәрвәрлик йардәмлиригә моһтаҗ.»

у кишиләрниң ачарчилиқта қалғанлиқини, пакизә ичимлик ​​суниң йоқлуқини билдүрүп мундақ деди: «булар исраилийә сәвәбидин болуватиду. инсанпәрвәрлик йардәмлирини елип маңған йүк машинилириниң чеградин өтүшигә рухсәт қилиниши, һәммә кишиләргә йемәк-ичмәкләр тарқитилиши керәк. исраилийә чегра еғизлирини ечип, инсанпәрвәрлик йардәмлириниң  ғәззә райониға техиму көп киришигә йол қойуши керәк.»

һамасниң һәрбий қанити қәссам биригадилири 7-өктәбир (2024) исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилди.

исраилийә армийәсиму буниңға қарита ғәззә райониға қарши «төмүр қилич һәрикити» ни қозғиғанлиқини елан қилған иди.

икки тәрәпниң күнсери кәскинләшкән тоқунушлирида, көпинчиси айаллар вә кичик балилар болуп 26 миңға йеқин пәләстинлик җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر