хитайда йүз бәргән от апитидә  39 киши өлүп, 9 киши йариланди

хитайда бир туралғу бинасида йүз бәргән от апитидә  39 киши өлүп, 9 киши йариланди.

2093166
хитайда йүз бәргән от апитидә  39 киши өлүп, 9 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң ғәрбий җәнубидики гуаңши җуаңзу аптоном районида бир туралғу бинасида от апити йүз бәрди.

йәрлик һөкүмәтниң байанатиға асасланғанда, бинаниң астидики дукандин башланған от апити үстүнки қәвәтләргичә кеңәйгән.

бинаниң үстүнки қәвитидә бир маарип оргининиң барлиқи билдүрүлди.

дәсләпки мәлуматларға қариғанда, от апитидә 39 киши өлүп, 9 киши йариланған.

от апитиниң сәвәби техичә ениқланмиған болуп, вәқәни тәкшүрүш ишлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

хитайда алдинқи һәптиму, бир мәктәп йатиқида йүз бәргән от апитидә 13 оқуғучи өлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر