һамас исираилийәниң тәклипини рәт қилди

һамас ғәззәдә вақитлиқ уруш тохтитишни әмәс, бәлки узун муддәтлик вә омумийүзлүк уруш тохтитишни халайдиғанлиқини билдүрди.

2092226
һамас исираилийәниң тәклипини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һамасниң ахбарат ишлири мәсули вәлид клани: «асаслиқ шәртниң вақитлиқ уруш тохтитиш әмәс, бәлки урушни пүтүнләй тохтитиш. әсир алмаштуруш, униңдин кейин қурулуш вә йардәмләрни йәткүзүш қатарлиқ мәсилиләр үстидә музакирә өткүзүш башлиниду» деди.

у исираилийәниң бу һәқтә тәклип сунғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни ахбарат вастилиридин оқуғанлиқини, әмма һамасқа йәткүзүлгән рәсмий тәклипниң йоқлуқини билдүрди.

у исираилийәниң сунғанлиқи ейтиливатқан тәклипниң, һамас үчүн ейтқанда қобул қилиш тәрипиниң йоқлуқини әскәртип, мундақ деди:

«һамас даимий уруш тохтитишни халайду, чәклик тәклипләрни рәт қилиду. һамасниң асаслиқ шәрти урушниң вақитлиқ әмәс, бәлки пүтүнләй тохтитилиши. униңдин кейин, қурулуш вә йардәмләрниң йәткүзүлүши қатарлиқ мәсилиләр үстидә музакирә өткүзүш башлиниду. биз даимий вә омумийүзлүк уруш тохтитилғандин кейин, әсир алмаштуруш қатарлиқ бәзи мәсилиләр үстидә <содимиз> ни тәпсилий қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر