исраилийәниң вәһшийләрчә һуҗумлирида өлтүрүлгән пәләстинликләрниң сани 25 миңдин ашти

исраилийә 7 - өктәбир (2023) дин буйан вәһшийләрчә һуҗумлирини давамлаштуруватқан ғәззә районида өлтүрүлгән пәләстинликләрниң сани 25 миңдин ешип кәтти.

2091729
исраилийәниң вәһшийләрчә һуҗумлирида өлтүрүлгән пәләстинликләрниң сани 25 миңдин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики сәһийә министирлиқи өлтүрүлгән пәләстинликләр саниниң 25 миң 105 кә вә йариланғанлар саниниң 62 миң 681 гә йәткәнликини хәвәр қилди.

исраилийә қисимлири кечидә елип барған һуҗумларда әлхәлил, наблус вә тулкарм шәһири қатарлиқ нурғун җайларни бомбардиман қилди.  

пәләстинниң рәсмий хәвәр агентлиқи «WAFA» ниң хәвәр қилишичә, исраилийә ғәззә райониниң җәнубидики хан йунус шәһиригә қаратқан һуҗумлирини күчәйткән.

хәвәрдә, исраилийә қисимлириниң хан йунуста елип барған һуҗумлирида көпинчиси кичик балилар болуп, җәмий 10 кишиниң өлтүрүлгәнлики вә онлиған кишиниң йариланғанлиқи уқтурулди.

хәвәрдә, әтигәндә уруш айропиланлири билән елип берилған бомба һуҗумида бир кичик балини қошқанда, җәмий үч кишиниң қаза қилғанлиқи вә йариланғанларниңму барлиқи билдүрүлди.  

хәвәрдә, хан йунусниң ғәрбидики әл-маваси районида бир өйниң партлитилғанлиқи тәкитлинип, исраилийә қисимлириниң хан йунус шәһиридики нурғун районларға һавадин вә қуруқлуқтин қиливатқан һуҗумини күчәйткәнлики уқтурулди.

исраилийәниң ғәрбий қирғақ вә шәрқий қуддуста елип барған һуҗумида болса, нурғун киши тутқун қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر