иранда бир әскәр 5 сәпдешини өлтүрди

иранниң кирман шәһиридә бир әскәр 5 сәпдешини өлтүрди.

2091518
иранда бир әскәр 5 сәпдешини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәсмий хәвәр агентлиқи «IRNA» ниң хәвиригә асасланғанда, иран армийәси шәрқий җәнуб районлуқ қоманданлиқ иштабиниң қомандани әмир гуламалийан: «бир әскиримизниң йатақта сәпдашлирини оққа тутуши нәтиҗисидә, 5 әскиримиз җенидин айрилди» дегән.

қомандан әмир гуламалийан вәқә сәвәбиниң техичә ениқ әмәсликини билдүрүп, қечип кәткән һуҗум қилғучи әскәрни тутуш үчүн тиришиватқанлиқлирини уқтурған.


خەتكۈچ: #әскәр , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر