шималий корейә хәлқи әң йахши көридиған чәт әл рәһбири ким?

шималий корейә хәлқиниң русийә пирезиденти владимир путинни әң йеқин дост дәп қарайдиғанлиқи билдүрүлди.

2091572
шималий корейә хәлқи әң йахши көридиған чәт әл рәһбири ким?

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә рәсмий хәвәр агентлиқи ташқи ишлар министири чо сонхуйниң москва зийаритидин кейин елан қилған хәвиридә, русийә рәһбири путинниң шималий корейә хәлқи тәрипидин әң йеқин дост дәп қарилидиғанлиқини билдүрди.

хәвәрдә: «шималий корейә һөкүмити пирезидент путинниң дөлитимизгә қилидиған зийаритидин толиму хушал болиду, шималий корейә хәлқиму әң йеқин достини сәмимий қарши елишқа тәййар» дейилди.

путинниң әң ахирқи қетимлиқ шималий корейә зийарити 2000 - йили елип берилған болуп, у әйни чағда һазирқи рәһбәр ким җоңунниң дадиси ким җоңил билән көрүшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر