ирақ ирандики баш әлчисини қайтуруп келишни қарар қилди

ирақ һөкүмити иранниң әрбилгә қилған һуҗумидин кейин, теһрандики баш әлчисини қайтуруп келишни қарар қилди.

2089429
ирақ ирандики баш әлчисини қайтуруп келишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, иранниң пуқраларниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған әрбилдики һуҗумиға наразилиқ билдүрүп, теһранда турушлуқ баш әлчиси насир абдулмуһсинниң мәслиһәтлишиш үчүн бағдадқа қайтишиниң қарар қилинғанлиқини уқтурди.

ирақ ташқи ишлар министирлиқи иранниң бағдадтики әлчиханисиғиму  ултиматом тапшурғаниди.

ирақ корд районлуқ һөкүмити бихәтәрлик кеңиши, иран инқилаб муһапизәтчилири армийәсиниң түнүгүн кечә нурғун пуқралар олтурақ районлириға баллистик башқурулидиған бомбиларни ишлитип һуҗум қилип, төт пуқраниң өлүми, алтә пуқраниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر