лавров: америка нато ул-әслиһәсини күчәйтишкә тиришиватиду

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров американиң асийа-тинч окйан районида нато ул-әслиһәсини күчәйтишкә тиришиватқанлиқини ейтти.

2089431
лавров: америка нато ул-әслиһәсини күчәйтишкә тиришиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров москвада зийарәттә болуватқан шималий корейә ташқи ишлар министири чо сонхуй билән көрүшти.

у көрүшүшниң ахбаратқа ечиветилгән қисмида сөз қилип, корейә йерим арили вә омумән шәрқий шималий асийадики мәсилиләрниң кәң даирәдә адил һәл қилинишини қоллайдиғанлиқлирини билдүрди.

у: « америка вә районда америкаға әгишиватқан дөләтләрниң шималий корейәниң бихәтәрликигә тәһдит селиш сийасити, иҗабий илгириләшкә тосқунлуқ қилиду. америка вә униң иттипақдашлири районда натониң асасий ул-әслиһәсини күчәйтишкә тиришиватиду. җиддийчиликкә сәвәб болидиған һәр хил қәдәмләрдин ваз кечишкә чақиримиз вә буни давамлаштуримиз» деди.

у шималий корейәниң украина мәсилисидә русийәни қоллиғанлиқини билдүрүп, хәлқаралиқ сәһниләрдә шималий корейә билән маслишип һәрикәт қиливатқанлиқлирини қәйт қилди.

шималий корейә ташқи ишлар министири чо сонхуй икки тәрәп мунасивәтлириниң ким җоңун билән путинниң алаһидә көңүл бөлүши сайисида тәрәққий қилғанлиқини, бу (2024) йеңи сәвийәгә йетишини үмид қилидиғанлиқлирини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر