булғарийә бәш миң нато әскирини орунлаштурғили болидиған һәрбий база қуридиғанлиқини билдүрди

булғарийә дөләт мудапиә министири тодор тагареф булғарийәниң зөрүр тепилғанда, 5 миң шималий атлантик әһди тәшкилати — нато әскирини орунлаштурғили болидиған ул- әслиһә қурулушлирини башлайдиғанлиқини билдүрди.

2089378
булғарийә бәш миң нато әскирини орунлаштурғили болидиған һәрбий база қуридиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири:булғарийә дөләт мудапиә министири тодор тагареф bTV намлиқ бир хусусий телевизийә қанилиға байанат бәрди؛ йеқинда әмәлгә ашурған америка зийарити һәққидә тохталған тагариф, булғарийәдә қурулуши пиланлиниватқан нато һәрбий базиси вә мунасивәтлик ул- әслиһәләргә тәхминән 6 милйард йавро әтрапида мәбләғ кетиш мумкинликини оттуриға қойди.

у нато хадимлири үчүн тәййарлинидиған базидин башқа, ташйол, төмүр йол қурулуши вә башқа хизмәтләрниңму пиланлиниватқанлиқини әскәртти.

керәклик мәбләғниң америка, нато вә йавропа иттипақиниң һәр хил фондилири тәрипидин тәминлинидиғанлиқини билдүргән тагареф, натониң қарариға асасән йолға қойулған бихәтәрлик тәдбирлири үстидә тохтилип: «натониң шәрқий тәрипидики (дөләт һалқиған) барлиқ җәңчи қисимларни биригада җәң гурупписиға өзгәртиш пиланланди. баталийондин биригадаға өзгиридиған бу гуруппиниң һәр биридики хадимлар сани 5 миңға йетиши мумкин. зөрүр тепилғанда, бу иш әмәлийлишиду, әмма һазирчә бизниң буниңға мунасивәтлик ениқ вақит җәдвилимиз йоқ. биз бу хил әһвалларға тәййар турушимиз керәк» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر