йәмәндә җиддийчилик күчийип кәтти؛ америка билән әнглийә һусийларни бомбардиман қилди

америка билән әнглийә бирләшмә һәрбий һәрикәт қозғап, йәмәндики һусийларға тәвә нурғун орунни бомбардиман қилди.

2088223
йәмәндә җиддийчилик күчийип кәтти؛ америка билән әнглийә һусийларни бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка билән әнглийә бирләшмә һәрбий һәрикәт қозғап, йәмәндики һусийларға тәвә 30 орунни бомбардиман қилди؛ арқидин америка қисимлири өз алдиға йеңидин алдинқиға қариғанда бир қәдәр тар даирилик һуҗум қозғап, һусийларниң бир радар әслиһәсини битчит қилип ташлиди.

йәмәндики һусийларниң «әлмәсира» қанили, америка билән әнглийәниң йәмәнниң пайтәхти санаға һуҗум қилғанлиқини хәвәр қилди.

исраилийә ғәззәгә һуҗум қозғиғандин буйан йәмәндики һусийлар қизил деңиздики сода парахотлириға һуҗум қилишни күчәйткән, америка билән әнглийә һусийларға тәвә орунларға һуҗум қилғаниди.

һусийлар исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлиридин интиқам алидиғанлиқини илгири сүрүп, қизил деңиздики сода парахотлириға һуҗум қилишни башлиғандин кейин, нурғун деңиз тиранспорти ширкәтлири қизил деңиздики қатнашлирини тохтитишни қарар қилғаниди.

америка һусийларниң қизил деңиздики сода парахотлириға қаратқан һуҗумлириға тақабил туруш үчүн, «хәлқара деңизда вәзипә өтәш қисимлири» тәшкилләш пикрини оттуриға қойуп, «параванлиқни қоғдаш һәрикити» дегән намда бир көп дөләтлик иттипақдаш қисим тәшкиллигәнликини елан қилғаниди.

һусийларниң һуҗумлири ақ деңиз билән қизил деңизни өзара туташтуруп, йәр шари содисиниң тәхминән% 12 и қилинидиған йавропа билән асийа оттурисидики әң қисқа йол — сүвәйиш қанилидин өтүшни хәвпкә иттиргән, сода парахотлири учриған һуҗумларға әгишип, мунасивәтлик ширкәтләрниң арқа-арқидин чиқарған қатнашни тохтитиш қарарлири, дунйа иқтисадида йеңи бир «тәминләш зәнҗири киризиси»ниң башлинип кетиш әндишисини пәйда қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر