б д т хәвпсизлик кеңиши америка билән әнглийәниң йәмәнгә қаратқан һуҗумини музакирә қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңиши русийәниң тәлипигә бинаән, әнглийә билән америка қошма иштатлириниң йәмәнгә қаратқан һуҗумлирини музакирә қилди.

2088238
б д т хәвпсизлик кеңиши америка билән әнглийәниң йәмәнгә қаратқан һуҗумини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т ниң оттура шәрқ, асийа вә тинч окйан ишлириға мәсул муавин баш катипи муһәммәд халид хийари йиғинда сөз қилип: «биз көрүватқан зораванлиқниң йамрап кетиши йәмән вә районда интайин еғир сийасий, бихәтәрлик, иқтисадий вә инсаний ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин» деди.

русийәниң б д т дики даимий вәкили вассилий небензийа америка билән әнглийәниң йәмәнгә қаратқан һуҗумлирини б д т низамнамисиниң 51-маддисидики бәлгилимә бойичә <йоллуқ қоғдиниш> дәп қарашқа болмайдиғанлиқини байан қилип: «йоллуқ қоғдиниш һоқуқидин деңиз сәпири әркинликигә капаләтлик қилиш үчүн пайдиланғили болмайду» деди.

әнглийәниң қизил деңиздики һусийларниң һуҗумини көп қетим әйиблигәнликини әскәрткән әнглийәниң б д т дики даимий вәкили барбара вудвард, һусийларниң әнглийә парахотлириғиму һуҗум қилғанлиқиға ишарәт қилип: «биз түнүгүн кәчтә америка билән бирликтә, тар даирилик зөрүр вә мувазинәтлик қәдәм ташлидуқ» деди.

американиң б д т дики даимий вәкили линда томас-гиринфилидму һуҗумларниң «мувазинәтлик» икәнликини илгири сүрүп, «һуҗумлар барлиқ һәрбий болмиған васитиләр түгигәндин кейин елип берилди» дегәнләрни қәйт қилди.

исраилийә ғәззәгә һуҗум қозғиғандин буйан йәмәндики һусийлар қизил деңиздики сода парахотлириға һуҗум қилишни күчәйткән, америка билән әнглийә һусийларға тәвә орунларға һуҗум қилғаниди.

һусийлар исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлиридин интиқам алидиғанлиқини илгири сүрүп, қизил деңиздики сода парахотлириға һуҗум қилишни башлиғандин кейин, нурғун деңиз тиранспорти ширкәтлири қизил деңиздики қатнашлирини тохтитишни қарар қилғаниди.

америка һусийларниң қизил деңиздики сода парахотлириға қаратқан һуҗумлириға тақабил туруш үчүн, «хәлқара деңизда вәзипә өтәш қисимлири» тәшкилләш пикрини оттуриға қойуп, «параванлиқни қоғдаш һәрикити» дегән намда бир көп дөләтлик иттипақдаш қисим тәшкиллигәнликини елан қилғаниди.

һусийларниң һуҗумлириақ деңиз билән қизил деңизни өзара туташтуруп, йәр шари содисиниң тәхминән% 12 и қилинидиған йавропа билән асийа оттурисидики әң қисқа йол сүвәйиш қанилидин өтүшнихәвпкә иттиргән, сода парахотлири учриған һуҗумларға әгишип, мунасивәтлик ширкәтләрниң арқа-арқидин чиқарған қатнашни тохтитиш қарарлири, дунйа иқтисадида йеңи бир «тәминләш зәнҗири киризиси»ниң башлинип кетиш әндишисини пәйда қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر