москва ғәрбкә йадро қорали ишлитиш тоғрисида тәһдит салди

русийә хәвпсизлик кеңишиниң муавин башлиқи дмитрий медведев ғәрб русийәдики башқурулидиған бомба қойуп бериш супилириға башқурулидиған бомба билән һуҗум қилған әһвалда, москваниң йадро қорали билән җаваб қайтуридиғанлиқини билдүрди.

2087769
москва ғәрбкә йадро қорали ишлитиш тоғрисида тәһдит салди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә хәвпсизлик кеңишиниң муавин башлиқи дмитрий медведев телеграм адресида байанат елан қилип, ғәрбниң украинаға русийәдики башқурулидиған бомба супилирини партлитишни мәслиһәт қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

у русийәдики башқурулидиған бомба супилириға ғәрбтә йасалған башқурулидиған бомбилар билән қилинидиған һуҗумларни қобул қилмайдиғанлиқлирини әскәртип: «бу немини билдүриду? буниң пәқәт бирла мәниси бар, йадро қоралиға мунасивәтлик русийә дөләт сийасити асаслириниң 19-маддиси бойичә қариму қарши келиш хәтиригә дуч келиду. бу хил һуҗум йадро қорали ишлитиш үчүн асас йаритиду» деди.

у москваниң русийәниң мәвҗутлуқиға тәһдит салидиған һуҗум йүз бәргәндә йадро қораллирини ишлитәләйдиғанлиқини тәкитләп: «бу өзини қоғдаш һоқуқи әмәс, бәлки бизгә һуҗум қилған дөләткә қарши йадро қораллирини ишлитишниң биваситә вә ениқ асаси» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر