йапонийәдики йәр тәврәштә җенидин айрилғанларниң сани 200 дин ашти

йапонийәниң ғәрбигә җайлашқан ишикава иштати вә ното йерим арили қирғақлирида йүз бәргән йәр тәврәштә җенидин айрилғанларниң сани 203 кә чиқти.

2086729
йапонийәдики йәр тәврәштә җенидин айрилғанларниң сани 200 дин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: ишикава иштатлиқ һөкүмити байанат елан қилип, йеңи йилниң тунҗи күнлиридә йүз бәргән йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар саниниң 203 кә чиққанлиқини билдүрди.

байанатта, охшимиған 22 районда 28 миңдин артуқ кишиниң тарқақлаштурулғанлиқи, иштатта қатниши тохтитилған йоллар сәвәбидин 3 миң 300 кишиниң йолларда қапселип қалғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, йәр тәврәштә йариланған 566 кишиниң һәр қайси дохтурханиларда давалиниватқанлиқи, йоқап кәткән 68 кишиниң из-дерикини елиш үчүн тиришчанлиқларниң көрситиливатқанлиқи қәйт қилинди.

йапонийә дөләт мудапиә вәзири кихара минору 6 миң 300 әскәрниң районда издәш-қутқузуш хизмәтлиригә қатнашқанлиқини билдүрди.

йапонийә метерологийә идариси 1-2-3- 4-йанвар күнлири ишикаваниң ното йерим арили вә қирғақлирида, төт балдин йәттә балғичә болған йәр тәврәшләрниң йүз бәргәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر