пакистан, түркийә вә сәуди әрәбистан мудапиә һәмкарлиқлирини күчәйтишкә тиришмақта

пакистан, түркийә вә сәуди әрәбистан йеңи мудапиә технологийәлирини тәрәққий қилдуруш үчүн йеқин һәмкарлиқ мунасивәтлирини орнитишни үмид қилмақта.

2086824
пакистан, түркийә вә сәуди әрәбистан мудапиә һәмкарлиқлирини күчәйтишкә тиришмақта

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанниң равалпинди шәһиридә, пакистан, түркийә вә сәуди әрәбистан армийәсиниң вәкиллири мудапиә санаитидә өзара һәмкарлиқларни күчәйтиш тоғрисида йиғин өткүзүп, пикир бирлики һасил қилди.

пакистан армийәсиниң ахбарат мәркизи байанат елан қилип, үч дөләт һәрбий вәкиллириниң равалпинди шәһиридә көрүшкәнликини билдүрди.

байанатта қәйт қилинишичә, үч тәрәп мудапиә һәмкарлиқи йиғининиң иккинчи күнидә, мудапиә технологийәлирини тәрәққий қилдурушта һәмкарлишиш мумкинчиликлири музакирә қилинған.

йиғинда, вәкилләр «йеңи техника, малийә вә ихтисаслиқ хадимларни бир йәргә йиғиш» ниң әһмийитини, «ортақ нишанға йетиш» һәмдә «мудапиә саһәсидә мустәқил» болуш үчүн зөрүр икәнликини тәкитлигән.

үч дөләтниң 3-қетимлиқ йиғини алдимиздики ай (2024-йили феврал) сәуди әрәбистан пайтәхти рийадта өткүзүлидиған дунйа мудапиә санаити йәрмәнкисигә тоғриланған һалда ечилиду. тунҗи қетимлиқ йиғин авғуст (2023) та рийадта өткүзүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر