йапонийәдики йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар тоғрисида йеңи рәқәм елан қилинди

йапонийәниң ғәрбигә җайлашқан ишикава иштати вә ното йерим арили қирғақлирида йүз бәргән йәр тәврәштә җенидин айрилғанларниң сани 180 гә чиқти.

2086024
йапонийәдики йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар тоғрисида йеңи рәқәм елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ишикава иштатлиқ һөкүмити байанат елан қилип, йеңи йилниң тунҗи күнлиридә йүз бәргән йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар саниниң 180 гә чиққанлиқини билдүрди.

байанатта, 28 миңдин артуқ кишиниң тарқақлаштурулғанлиқи, иштатта қатниши тохтитилған йоллар сәвәбидин 3 миң 300 кишиниң йолларда қапселип қалғанлиқи қәйт қилинди.

икки һәптилик тәтил вә түнүгүн (8-йанвар) ки «чоңлар байрими» (Seijin no Hi) дин кейин, 9-йанвар (бүгүн) йапонийә тәвәсидә оқуш башланған болсиму, ишикавадики 80 дин артуқ мәктәп йәр тәврәштә бузғунчилиққа учриғанлиқи үчүн дәрс башлийалмиди.

йапонийә һөкүмити районда бузғунчилиққа учриған җайларни қайтидин ремонт қилиш мәқситидә хамчоттин 4.7 милйар йин (33 милйард доллар) аҗратти.

йапонийә метерологийә идариси 1-2-3- 4-йанвар күнлири ишикаваниң ното йерим арили вә қирғақлирида, төт балдин йәттә балғичә болған йәр тәврәшләрниң йүз бәргәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر