пакистан сақчилири бомба һуҗумиға учриди

пакистанниң хәйбәр пахтунхва иштатида балилар паләч кесилигә қарши ваксина әмләйдиған сәһийә хадимлирини қоғдаватқан сақчиларға қилинған һуҗумда, алтә сақчи җенидин айрилди, 23 сақчи йариланди.

2086218
пакистан сақчилири бомба һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, хәйбәр пахтунхва иштатиниң бажавур районида балилар паләч кесилигә қарши ваксина әмләйдиған сәһийә хадимлирини қоғдаватқан сақчиларға бомба һуҗуми қилинған.

һуҗумда, алтә сақчи җенидин айрилип, 23 сақчи йариланған. пакистан талибани һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алған.

пакистан талибани хәйбәр пахтунхва иштатида күчлүк тәсиргә игә.

пакистан талибани балилар паләч кесилигә қарши ваксина әмләшни «ғәрб дөләтлириниң балиларни туғмас қилиш үчүн қиливатқан сүйиқәсти» икәнликини базарға салмақта.

пакистан 1994-йили башланған балилар паләч кесилини түгитиш сәпәрвәрлик һәрикити рамкисида, һәр йили тәхминән 20 миң болған паләч бимари санини 2017-йили сәккизгичә чүшүргән иди. 2017-йилидин кейин, балиларда паләч кесилигә гириптар болуш сани ашқан  болуп, 2018-йили 12 гә, 2019-йили 147 гә, 2020-йили 84 кә йәткән иди. 2020-йили болса 20 балиниң паләч кесилигә гириптар болғанлиқи елан қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر