блинкен: әрәб - исраилийә мунасивитиниң нормаллиши үчүн, ғәззәдики тоқунушлар ахирлишиши керәк

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен исраилийә-әрәб әллири мунасивәтлириниң нормаллишиши үчүн «ғәззәдики тоқунушларниң чоқум ахирлишиши керәклики» ни оттуриға қойди.

2086194
блинкен: әрәб - исраилийә мунасивитиниң нормаллиши үчүн, ғәззәдики тоқунушлар ахирлишиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: американиң ABC хәвәрләр қанили министир антони блинкенниң оттура шәрқ зийарити даирисидә исраилийәгә қарап йолға чиқиштин илгири айродурумда байанат елан қилип, оттура шәрқтики сөһбәтләрниң ортақ нуқтисиниң «ғәззә вәзийитини муқимлаштуруп, қайтидин  гүллинишигә йардәм бериш» мәсилиси болғанлиқини тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, у сәуди әрәбистан даирилири билән өткүзгән сөһбити җәрйанида, исраилийә – әрәб әллири мунасивәтлириниң нормаллишиши вә бир гәвдилишиши» мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқини, буниң үчүн, «ғәззәдики тоқунушларға хатимә берип, пәләстин дөлитиниң қурулуши үчүн мунасип бир пилан-лайиһәниң оттуриға қойулушиниң муһимлиқини әскәрткән.

америка ташқи ишлар министири блинкен түркийә вә гиретсийәдин кейин, тәртипи бойичә ийорданийә, қатар вә әрәб бирләшмә хәлипиликини зийарәт қилған, арқидин сәуди әрәбистанға барғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر