пакистан оман деңизиға һәрбий парахот орунлаштурди

пакистан деңиз армийәси йеқинқи күнләрдә йүз бериватқан «бихәтәрлик вәқәлири» сәвәбидин оман деңизиға һәрбий парахот орунлаштурди.

2085675
пакистан оман деңизиға һәрбий парахот орунлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан деңиз армийәсиниң аммиви мунасивәтләр ишлириға мәсул идариси екс (X) бетидә байанат елан қилип, йеқинқи күнләрдә оман деңизида йүз бериватқан «бихәтәрлик вәқәлири» сәвәбидин, мәзкур деңизида һәрбий парахот орунлаштурғанлиқини билдүрди.

оман деңизида хәлқаралиқ деңиз қатнишини назарәт қилиш үчүн һәрбий парахот орунлаштурулғанлиқи әскәртилгән байанатта, районда кәң көләмлик һавадин назарәт қилиш ишлириниңму қилиниватқанлиқи қәйт қилинди.

йәмәндики иран қоллиши астидики һусийлар, исираилийәниң қоршав астидики ғәззәгә қилған һуҗумлириға җавабән бабул мәндәб боғузида «Unity Explorer» вә «Number Nine» намлиқ икки исираилийә парахотиға учқу билән һуҗум қилған иди.

исираилийә деңизчилиқ ширкити зим (ZIM) вә башқа хәлқаралиқ ширкәтләр, һусийларниң қизил деңиздики күнсери көпийиватқан һуҗумлири сәвәбидин қизил деңиз қатнишини тохтатқанлиқлирини елан қилған иди.

америка дөләт мудапиә минстирлиқи 6-декабир (2023) йәмәндики һусий күчлириниң қизил деңиздики сода парахотлириға қиливатқан һуҗумлири сәвәблик хәлқаралиқ «деңиз һәрбий күчи» қуруш үчүн музакирәләрниң өткүзүлгәнликини билдүргән иди.

18-декабир (2023) «рәфаһни муһапизәт қилиш һәрбий һәрикити» намида көп дөләт қисимлиридин тәркип тапқан һәрбий қисимниң қурулғанлиқи елан қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر