мәһмут аббас пәләстин мәсилисини музакирә қилиш үчүн қаһирәгә йетип барди

пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас исираилийәниң пәләстин земинлиридики һуҗумлири вә уруш тохтитиш еһтималлиқи қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилиш үчүн қаһирәгә йетип барди.

2085625
мәһмут аббас пәләстин мәсилисини музакирә қилиш үчүн қаһирәгә йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин вафа (WAFA) агентлиқи мәһмут аббасниң мисир пирезиденти абдулфәттаһ әссисиниң тәклипигә бинаән қаһирәни зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

мәһмут аббас билән мисир пирезиденти абдулфәттаһ әссисиниң, «исираилийәниң пәләстинликләргә қарши давамлаштуруватқан ирқий қирғинчилиқини дәрһал вә узун муддәтлик тохтитиш үчүн қилиниватқан хизмәтләр үстидә музакирә өткүзидиғанлиқи» қәйт қилинди.

буниңдин башқа, ғәззәдики инсаний балайиапәтни йиңиш йоллири, пәләстин хәлқини йурт-маканлиридин қоғлашниң алдини елиш, исираилийә күчлири билән ашқун йәһудий көчмәнлириниң ғәрбий қирғақ вә қуддустики һуҗумлирини тохтитиш үчүн, мисир, әрәб дөләтлири шундақла район һәмдә хәлқаралиқ сәвийәдә қилиниватқан хизмәтләрниң музакирә қилинидиғанлиқи әскәртилди.

хәвәрдә, аббас билән сисиниң қачан көришидиғанлиқиға мунасивәтлик учур берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر