исраилийәлик әсирләрниң туғқанлири қатар баш министири билән көрүшти

қатар баш министири шәйх муһәммәд бин абдурраһман ал сани һамасниң қолидики бир қисим исраилийәлик әсирләрниң туғқанлири билән көрүшти.

2085280
исраилийәлик әсирләрниң туғқанлири қатар баш министири билән көрүшти
israilli esirlerin aileleri gosteri.jpg
katar basbakani al sani.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә мәтбуатлириниң хәвәрлиригә қариғанда, қатар баш министири ал сани һамас билән тел авив һөкүмити оттурисидики йеңи әсир алмаштуруш сөһбитини әслигә кәлтүрүшни тәләп қилиш үчүн қатарға барған исраилийәлик алтә әсирниң туғқанлири билән көрүшкән.

ал сани сөһбәт җәрйанида, 2 – йанвар ливанниң пайтәхти бейрутта һамас рәһбири салиһ әларури қәстләп өлтүрүлгәндин кейин, әсир алмаштуруш сөһбитиниң қийинлашқанлиқини оттуриға қойған.

шуниң билән бир вақитта, исраилийә 92 күндин буйан қирғинчилиқ елип бериватқан ғәззәдики исраилийәлик әсирләрниң туғқанлири тел авив вә қуддуста намайиш өткүзүп, һөкүмәтниң һамас билән балдуррақ әсир алмаштуруш келишими түзүшини тәләп қилған.

мәһбусларниң туғқанлири исраилийә һөкүмитиниң әсирләрниң бихәтәрликигә мәсул икәнликини билдүргән вә һөкүмәтни «әсирләргә көңүл бөлмиди» дәп әйиблигән.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадаси 7-өктәбир исраилийәниң пәләстинликләрниң һоқуқи вә мәсҗиди әқсани өз ичигә алған муқәддәс қиммәтләрни изчил һалда айағ асти қиливатқанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн, «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғап, нурғун исраилийәликни әсир алғаниди.

қатарниң мурәссә қилиши нәтиҗисидә һасил қилинған исираилийә билән һамас оттурисидики 7 – өктәбирдин буйан давам қиливатқан урушларни «инсанпәрвәрлик нуқтисидин төт күн тохтитип туруш» келишими 24-нойабир (2023) җүмә күни шу йәр вақти 7.00 дә иҗра қилинишқа башлиған, арқидин йәнә үч күн узартилғаниди.

әсир алмаштуруш келишими даирисидә, ғәззәдә тутуп турулуватқан 81 исраилийәлик әсир билән исраилийә түрмилиридики 240 пәләстинлик әсир қойуп берилгәниди.

һамасниң қолида йәнә 130 дин артуқ исраилийәлик әсирниң барлиқи тәхмин қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر