испанийә косовониң паспортини етирап қилди

косовониң йавропа билән бир гәвдилишиш, тәрәққийат вә дийалог ишлириға мәсул биринчи муавин баш министири бесник бислими иҗтимаий таратқудики адреисда испанийәниң косво паспортини етирап қилғанлиқи тоғрисида учур һәмбәһрилиди.

2085292
испанийә косовониң паспортини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бислими косово пуқралири визисиз сайаһәт қилалайдиған шәнгән райони дөләтлири (йавропа иттипақиға әза дөләтләр арисидики әркин сайаһәт қилиш келишимигә тәрәп болған дөләтләр) қатариға испанийәниңму қетилғанлиқини байан қилип: «йавропа иттипақи комиссийониниң көчмәнләр вә ички ишлар баш идариси испанийәниңму косово паспортини етирап қилғанлиқини елан қилди. башқичә ейтқанда, биз буниңдин кейин виза алмастин бу дөләтни сайаһәт қилалаймиз» деди вә сөзини давамлаштуруп, йеқинда косово пуқралириға пайдилиқ башқа хуш хәвәрләрниму беридиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

косово пуқралири 1-йанвардин башлап шәнгән райониға 180 күн ичидә 90 күн виза алмастин баралайду.

испанийә, гиретсийә, руминийә, словакийә вә қибрис рум даирилири  2008-йили бир тәрәплимә һалда сербийәдин мустәқил болғанлиқини җакарлиған косовони етирап қилмайду؛ әмма, мәкузр дөләтләрниң испанийәдин башқилири косовониң сайаһәт һөҗҗәтлирини етирап қилатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر