исраилийә қисимлири кечидә қилған һуҗумида аз дегәндә 15 пәләстинликни өлтүрди

исраилийә қисимлири кечидә ғәззә райониниң оттура қисми вә җәнубидики шәһәрләргә елип барған вәһшийләрчә һуҗумлирида кәм дегәндә 15 пәләстинликниң җениға замин болди.

2085053
исраилийә қисимлири кечидә қилған һуҗумида аз дегәндә 15 пәләстинликни өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин хәвәр агентлиқи <WAFA>  ниң хәвиригә асасланғанда, исраилийә айропиланлири ғәззәниң оттура қисмидики дәйр әл-бәлаһ вә җәнубтики хан йунис шәһириниң шәрқигә җайлашқан әл-манара мәһәллисидә пуқралар турушлуқ 2 өйгә һуҗум қилған.

һуҗумда аз дегәндә 15 пәләстинлик қаза қилип, нурғун киши йариланған.

йәнә бир тәрәптин, дәйр әл бәлаһтики ақса шеһитлири дохтурханиси мәнбәлири җүмә күни әтигәндин йерим кечигичә дохтурханиға 35 шеһит вә 60 дин артуқ йаридар елип келингәнлкини билдүрди.

исраилийәниң 2023-йили 7- өктәбирдин буйан ғәззәгә қилған һуҗумлирида аз дегәндә 9 миң 730 кичик бала вә 6 миң 830 айални қошқанда, җәмий 22 миң 600 пәләстинлик вәһшиләрчә өлтүрүлди. йәнә миңлиған өлүкләрниң харабилик астида икәнлики, хәлқ панаһланған дохтурхана вә маарип орунлириниңму һуҗум нишани қилинип, пуқраларниң ул әслиһәлири вәйран қилиниватқанлиқи мәлум.

исраилийә қисимлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта, наблус, бәйтләһәм, селит вә қуддустиму кечидә бесип кириш һәрикити елип барди. исраилийә қисимлири пәләстинликләрниң өйлиригә бузғунчилиқ қилип, кәм дегәндә 3 йашни қолға алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر