ирандики террорлуқ һуҗумиға четишлиқ бәзи кишиләр қолға елинди

иран кирмандики террорлуқ һуҗумиға четишлиқ бәзи кишиләрниң қолға елинғанлиқини елан қилди.

2084982
ирандики террорлуқ һуҗумиға четишлиқ бәзи кишиләр қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ички ишлар министири әһмәд ваһиди 3-йанварда кермандики қасим солайманиниң қәбрисигә йеқин җайда йүз бәргән вә терорлуқ тәшкилати даеш җавабкарлиқини өз үстигә алған бомба һуҗумиға четишлиқ бәзи кишиләрниң қолға елинғанлиқини билдүрди.

иран рәсмий хәвәр агентлиқи IRNA ниң хәвиригә асасланғанда, ваһиди һуҗум йүз бәргән кирман өлкисидә байанат елан қилип, «истихбарат әтрити кирмандики терорлуқ вәқәсигә қатнашқан кишиләр һәққидә наһайити йахши йип учи тапти, бу вәқәдә рол ойниған бир қисим кишиләр қолға елинди» деди.

ваһиди һуҗумда қаза қилғанларниң 30 нәпириниң кичик бала икәнликини елан қилди.

америка 2020-йили 3- йанварда ирақниң пайтәхти бағдатта, иран инқилабни муһапизәт қилиш қисимлири қуддус әтритиниң сабиқ қомандани қасим суләйманини суйиқәст билән өлтүргән болуп, униң өлтүрүлгәнликиниң 4 - йиллиқини хатириләш күнидә, керман шәһиридә униң қәбрисигә йеқин җайда терорлуқ һуҗуми йүз берип, арқиму арқидин икки партилаш мәйданға кәлгән иди.

һуҗумда 89 киши қаза қилип, 284 киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر