һамас б д т қатарлиқ органларни пәләстинликләрниң сүргүн қилинишиниң алдини елишқа чақирди

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамас бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини «исраилийәниң йүзлигән пәләстинликни ишғал астидики шәрқий қуддустин мәҗбурий сүргүн қилишиниң алдини елиш»қа чақирди.

2084857
һамас б д т қатарлиқ органларни пәләстинликләрниң сүргүн қилинишиниң алдини елишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: һамас йазма байанат елан қилип, исраилийәниң «шәрқий қуддуста вә 1948 – йили ишғал қиливалған җайларда йашайдиған пәләстинликләрни өй-макан вә йурт – мәһәллилиридин мәҗбури сүргүн қилиш»ни мәзмун қилған ирқчи қарарини иҗра қилишиниң алдини елишқа чақирди.

бу қәдәмниң «пәләстинликләрни өз земинлиридин мәҗбурий қоғлап чиқириш пиланиниң иҗра қилиниши» икәнликигә ишарәт қилинған байанатта, алақидар тәрәпләрни исраилийәниң етник тазилаш елип бериш җинайити садир қилишиниң алдини елиш вә рәһбәрлириниң хәлқ, земин вә муқәддәс җайларға қарши садир қиливатқан җинайи қилмишлириниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш үчүн, тәдбирләрни йолға қойушқа чақирди.

исраилийә армийәси радийосиниң хәвиридә, тел авив һөкүмитиниң феврал ейида чиқирилған пуқралиқ қануниға түзитиш киргүзүлгәндин кейин, исраилийә пуқраси йүзләрчә әрәб билән шәрқий қуддуста «мәңгүлүк туруш» салаһийитигә игә йүзлигән пәләстинликләрни ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға сүргүн қилишқа тәййарлиқ қиливатқанлиқи илгири сүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر