путин иранға тәзийә билдүрди

русийә пирезиденти виладимир путин иранниң керман шәһиридә йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

2084255
путин иранға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанат елан қилип, пирезидент виладимир путинниң иран рәһбири әли хамәний вә иран пирезиденти ибраһим рәисигә телеграмма йоллап, кермандики террорлуқ һуҗуминиң ечинишлиқ ақивитидин хәвәр тепип қаттиқ қайғурғанлиқини билдүрүп, һал сориғанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, қәбристанлиқни зийарәт қиливатқан пуқраларни өлтүрүшниң еғирлиқ вә рәһимсизликидин әндикип кәткәнликини билдүргән путин: «биз террорлуқниң барлиқ шәкиллири вә ипадилирини қәтий әйибләймиз. биз бу хил рәзилликкә қарши мурәссәсиз күрәш қилидиғанлиқимиз тоғрисидики вәдимизни йәнә бир қетим тәкитләймиз» дегән.

иранниң керман өлкисидә иран инқилаб муһапизәтчилири армийәси қуруқлуқ қисимлириниң сабиқ қомандани қасим сулайманиниң қәбрисигә йеқин җайда түнүгүн йүз бәргән икки айрим террорлуқ һуҗумида 95 адәм һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر