иранда арқа - арқидин партлаш йүз берип, кәм дегәндә 73 адәм һайатидин айрилди

иранниң керман өлкисидики қасим солайманиниң қәбрисигә йеқин җайда партлаш йүз берип, 73 адәм һайатидин айрилди.

2083821
иранда арқа - арқидин партлаш йүз берип, кәм дегәндә 73 адәм һайатидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләт телевизийәси, иран инқилаб муһапизәтчилири қармиқидики қуддус қисимлири қомандани қасим сулайманиниң 2020 – йили 3 – йанвар американиң бағдадтики һуҗумида өлтүрүлүшиниң төтинчи хатирә йили паалийәтлири өткүзүлгән йолда арқа-арқидин икки партлаш йүз бәргәнликини хәвәр қилди.

тәхминән 10 минут арилиқ қалдуруп йүз бәргән икки қетимлиқ партлашта, дәсләпки ениқлашларға қариғанда, 73 адәмниң һайатидин айрилғанлиқи, 170 адәмниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

иран дөләт телевизийәси партлашлар террорлуқ һуҗуми икәнликини уқтурди.

қасим сулайманиниң қәбриси җайлашқан кирманда хатириләш паалийитигә  һәр йили иранниң нурғун шәһәрлиридин кәлгән миңлиған киши қатнишиду.

қасим сулайманиниң қәбриси җайлашқан кирмандики хатириләш паалийитигә  һәр йили иранниң нурғун шәһәрлиридин кәлгән миңлиған киши қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر