һамасниң иккинчи чоң рәһбири салиһ әл арури шеһит қилинди

исраилийәниң ливанниң пайтәхти бейрутқа қилған һуҗумида һамасниң иккинчи чоң рәһбири салиһ әл арури шеһит қилинди.

2083497
һамасниң иккинчи чоң рәһбири салиһ әл арури шеһит қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси радиосиниң исмини ашкарилашни халимиған «чәтәл мәнбәлири» ни асас қилған хәвиридә билдүрүлишичә, бейруттики һуҗумда һамас сийасий бейруси муавин башлиқи салиһ әл арури шеһит болған.

ливанниң рәсмий хәвәр агентлиқи «NNA» му һамас ишханиси вә бинаниң алдида тохтитилған аптомобилларниң 2 башқурулидиған бомба билән һуҗумға учриғанлиқини, арури билән бирликтә 6 кишиниң қаза қилғанлиқини вә 11 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.

хәвәрдә, һуҗумдин кейин исраилийәгә тәвә һәрбий айропиланларниң пайтәхт бейрут вә җәнубики сур шәһириниң асминида учқанлиқи әскәртилди.

салиһ әл арури шеһит қилинғандин кейин, ливандики һизбуллаһ исраилийәгә бир қатар һуҗумларни елип барғанлиқини елан қилди.

һизбуллаһниң байанатида, исраилийәниң җал әл аләм һәрбий нуқтисиға қарита ливанниң җәнубидин башқурулидиған бомба һуҗум қилинғанлиқи, марҗ вә митат һәрбий нуқтилириниңму мувапиқ қораллар билән һуҗум нишани қилинғанлиқи билдүрүлди.

салиһ әл арури ким?

һамас сийасий бейросиниң муавин рәиси салиһ әл арури 1966-йили 19-авғустта рамаллаһта дунйа кәлгән. изддин дин әлқассам биригадисиниң қурулушиға төһпә қошқан. 15 йил исраилийә түрмилиридә йатқандин кейин, чеградин қоғлап чиқирилип, ливанда йашашқа башлиған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر