фирансийәдә кәлкүн сәвәбидин «қизил рәңлик агаһландуруш» елан қилинди

фирансийәниң пас-де-калис өлкисидә кәлкүн сәвәбидин «қизил рәңлик агаһландуруш» елан қилинди.

2083612
фирансийәдә кәлкүн сәвәбидин «қизил рәңлик агаһландуруш» елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири гералд дарманин иҗтимаий алақә суписидики байанатида, пас-де калис өлкисидә кәлкүн апити йүз бәргәнлигигә даир пирезидент еммануел макронниң көрсәтмиси билән өлкигә қошумчә 120 от өчүрүш хадимниң вәзипигә тәйинләнгәнлики билдүрүлди.

фирансийә метеорологийә идарисиниң байанатиға асасланғанда, пас-де калис өлкисидики кәлкүн апитигә қарита һошйарлиқниң әң йуқири хәвиплик сәвийәси болған «қизил рәңлик агаһландуруш» елан қилинған.

пас-де калис аһалилиридин еқин, көл вә дәрйаға охшаш су мәнбәлиридин йирақ туруши вә аптомобиллирини ишләтмәслики тәләп қилинди.

дөләт таратқулиридики хәвәрләргә асасланғанда, вилайәттики кәлкүн тумушқа сәлбий тәсир көрситиватқан болуп, йәрлик кишиләрдин пәқәт өйлириниң үстүнки қәвитидә сақлиниши, өйлиридин йәрлик һөкүмәтләрниң көрсәтмиси билән тарқақлишиш керәклики тәләп қилинған.

пас-де калисдики Aa дәрйаси тешип кетиш хәвпигә дуч кәлмәктә, вилайәтниң блендекуес шәһиридә бир путбол мәйдани пүтүнләй су астида қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر