әсәд қисимлири билән чәтәллик террорлуқ гуруппилири бирликтә идлибқа һуҗум қилди

сүрийә қисимлири билән иранниң қоллиши астидики чәтәллик террорлуқ гуруппилири бирликтә идлиб шәһәр мәркизигә қилған һуҗумида 4 пуқрани йардар қилди.

2082719
әсәд қисимлири билән чәтәллик террорлуқ гуруппилири бирликтә идлибқа һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: идлибниң шәрқидики сарақиб наһийәсидә турушлуқ әсәд қисимлири вә иранниң қоллиши астидики чәтәллик террорлуқ гуруппилири бирликтә идлибниң шәһәр мәркизигә қуруқлуқтин  етилидиған зәмбирәкләр билән һуҗум қилди.

хәлқни мудапиә қилиш әтрити мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, һуҗумда йариланған 4 пуқра дохтурханида балнестқа елинған.

түркийә, росийә вә иран 2017-йилдики астанә йиғинида, сүрийә һөкүмитиниң контроллуқида болмиған районларда төт  «җиддичиликни пәсәйтиш райони» қурушни қарар қилған иди. лекин дәмәшиқ һөкүмити вә иранниң қоллиши астидики чәтәллик террорлуқ гуруппилири билән русийә һуҗумлирини давамлаштуруп, мәзкур  4 районниң 3 ини қолға чүшүргәндин кейин әмдиликтә идлибқа йүзләнди.

гәрчә түркийә 2018-йили 9-айда русийә билән уруш тохтитишни күчәйтиш тоғрисида қошумчә келишим һасил қилған болсиму, әмма һуҗум 2019 - йили майда йәнә күчәйди.

түркийә билән русийәниң 2020-йили 5-мартта һасил қилған йеңи келишимидин кейин, уруш тохтитиш асасән күчкә игә қилинған иди.

2017-йилидин 2020 – йилиғичә давамлашқан һуҗумлардин қечип чиққан тәхминән 2 милйон сүрийә пуқраси түркийә чеграсиға йеқин районларға көчүшкә мәҗбур болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر