данийәниң айал падишаһи 2- маргрете 14- йанварда тәхтидин ваз кечидиғанлиқини елан қилди

айал падишаһ маргрете йеңи йиллиқ нутқида оғли шаһзадә фредериккә йол ечиш үчүн тәхтидин ваз кечишни пиланлиғанлиқини елан қилди.

2082670
данийәниң айал падишаһи 2- маргрете 14- йанварда тәхтидин ваз кечидиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: данийәниң айал падишаһиниң тәхткә олтурғанлиқиниң 52 – йиллиқ хатирә күни болған 14-йанварда тәхтини оғлиға өткүзүп беридиғанлиқи билдүрүлди.  

данийә баш вәзири метте фредериксенму «һөмәтлик айал падишаһ алийлириға өмүр бойи намайан қилған  бошашмас тиришчанлиқи вә падишаһлиққа болған садақәтмәнлики үчүн рәһмәт ейтмиз» деди.

баш министирлиқ ишханисидин елан қилинған байанатта: «йеңи йилда тәхт вариси шаһзадә фредерик падишаһ  елан қилиниду. мәликә марий ханиш болиду, йеңи бир падишаһ вә йеңи хан җәмәти бир җүплири болиду. уларниң бу мәсулийәт вә мәҗбурийәткә тәййар икәнликини билгән асаста буни төт көзимиз билән күтмәктимиз» дейилди.

данийәниң 83 йашлиқ айал падишаһи 2 - маргрете 1972-йили таҗ кийгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر