фирансийә парламент әзаси: ирқий қирғинчилиқ қиливатқан исраилийәгә ембарго йүргүзүш лазим

фирансийәдә бойун әгмәс франсийә партийәси (LFI) ниң парламент әзаси томас портес исраилийә әмәлдарлириниң ғәззәдә «ирқий қирғинчилиқ» қилғанлиқини тәкитләп, фирансийә һөкүмитидин исраилийәгә  дәрһал ембарго йүргүзүшни тәләп қилди.

2082555
фирансийә парламент әзаси: ирқий қирғинчилиқ қиливатқан исраилийәгә ембарго йүргүзүш лазим

түркийә авази радийоси хәвири: портес иҗтимаий алақә суписи X  да елан қилған байанатида, исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң «мән нишанимизға йетиштин бурун урушниң тохтитилишини тәләп қиливатқан хәлқара бесимға баш егишни рәт қилдим» дегән байанатиниң хәвирини нәқил кәлтүрүп, «пәләстингә болған нәприткә хумар болуп қалған бу ашқун оңчи, радикал (нитанийаһу) чоқум башқиларға зийан йәткүзәлмәйдиған һалға кәлтүрүлиши лазим»  деди.

портес франсийәниң дәрһал  исраилийәгә қарши ембарго йүргүзүш рәсмийәтлирини башлиши керәкликини тәкитлиди.

бойун әгмәс фирансийә партийәси (LFI) ниң парламент әзаси портес исраилийәниң фирансийәдә турушлуқ баш әлчиси барлиқини тәнқидләп: «бу кишиләр (исраилийә әмәлдарлири) ирқий қирғинчилиқ қиливатиду, биз буниңға үн-тинсиз қарап олтуралмаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر