исраилийәгә икки басқучлуқ уруш тохтитиш келишими тәклипи сунулғанлиқи илгири сүрүлди
бир тәрәптә исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири, йәнә бир тәрәптә, уруш тохтитиш тиришчанлиқлири давамлашмақта.
2082355
түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә таратқулири қатарниң тел авив һөкүмитигә ғәззәдики әсирләрни алмаштуруш тоғрисида икки басқучлуқ бир тәклип сунғанлиқини, тәклипниң биринчи басқучиниң, ғәззәдә тәхминән 1 ай уруш тохтитиш бәдилигә 40-50 исраилийәлик әсирниң қойуп берилишини мәзмун қилидиғанлиқини илгири сүрди.