җәнубий африқа исраилийәни «ирқий қирғинчлиқ» садир қилиш билән әйибләп, сотқа әрзи сунди

җәнубий африқа җумһурийити исраилийәниң ғәззәдики һәрикәтлири җәрйанида «ирқий қирғинчилиқ» садир қилғанлиқини илгири сүрүп, хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә әрз сунди.

2082340
җәнубий африқа исраилийәни «ирқий қирғинчлиқ» садир қилиш билән әйибләп, сотқа әрзи сунди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин һөкүмити җәнубий африқа җумһурийитиниң бу һәрикитигә <исраилийәниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш йолида ташланған тунҗи әмәлий қәдәм> дәп баһа бәрди.

җәнубий африқа җумһурийити исраилийәниң 7-өктәбирдин буйан ғәззәдә садир қилған қилмишлири арқилиқ 1948-йилидики бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә җазалаш әһдинамисигә хилаплиқ қилғанлиқини оттуриға қойғандин кейин, хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә әрз сунуп, мәһкиминиң вақитлиқ кесим чиқиришни тәләп қилди.

тел авив һөкүмити җәнубий африқа җумһурийитигә наразилиқ билдүрди؛ исраилийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси, дөлитигә төһмәт чапланғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر