голландийә: русийә билән уруш қилишқа тәййар турушимиз керәк

голландийә қуруқлуқ армийәсиниң қомандани мартин вижнен: «русийә билән уруш қилишқа тәййар болушимиз керәк» деди.

2082116
голландийә: русийә билән уруш қилишқа тәййар турушимиз керәк

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә қуруқлуқ армийәсиниң қомандани мартин вижнен голландийәдә чиқидиған «De Telegraaf» гезитиниң зийаритини қобул қилғанда, дөләт армийәсиниң әһвали үстидә тохталди.

у голландийәниң русийә билән уруш қилишқа тәййар болуши керәкликини тәкитләп: « бу һәммә адәм һәрбий қалпақ кийишни башлайду дегәнлик әмәс, әмма голландийә русийәгә чегралинидиған вә хәлқиниң урушқа пәвқуладдә тәййарлиқи болған шиветсийә, финландийә һәмдә балтиқ дөләтлирини көзитип туруши керәк. шуңа, русийә билән уруш қилишқа тәййар турушимиз керәк. голландийә ишлар тәтүр боп кәткән әһвалда хәлқниң тәййар болуши керәкликини билиши керәк» деди.

у голландийәниң русийә билән болған арилиқиниң 1500 километир келидиғанлиқи үчүн бихәтәрлик капалитигә игә дәп чүшинип қалмаслиқи керәкиликини әскәртип: «русийә чүшинидиған бирла нәрсә бар, у болсиму күчлүк армийә» деди.

у бу нуқтидин ейтқанда, дөләт мудапиә министирлиқидики хадим йетәрсизликини һәл қилишниң муһим икәнликини қәйт қилди.

мартин вижнен 2021-йилдин тартип голландийә қуруқлуқ армийәсиниң қомандани болуп вәзипә өтәватқан болуп, 1-йанвар (2024) хизмитидин айрилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر