фирансийә әзәрбәйҗан баш әлчиси ләйла абдуллайевани министирлиққа чақиртти

әзәрбәйҗанниң парижда турушлуқ баш әлчиси ләйла абдуллайева фирансийә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди.

2081671
фирансийә әзәрбәйҗан баш әлчиси ләйла абдуллайевани министирлиққа чақиртти

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, париж һөкүмитиниң әзәрбәйҗанниң бакудики әлчиханисиниң икки хадимини «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилиш қарарини хатириләп қойғанлиқини билдүрди.

байанатта, фирансийәниң әзәрбәйҗанниң бу қарарни ақлаш үчүн оттуриға қойған әйибләшлирини қәтий рәт қилидиғанлиқи оттуриға қойулди.

байанатта, өзара охшаш усулда инкас қайтуруш пиринсипи даирисидә, фирансийәниң әзәрбәйҗанниң париждики әлчиханисида ишләватқан икки адәмни «қарши елинмайдиған киши» дәп җакарлиғанлиқи вә баш әлчи абдуллайеваниң министирлиққа чақирилип, бу қарардин вақипландурулғанлиқи тәкитләнди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи түнүгүн (27-декабир) байанат елан қилип, фирансийәниң бакуда турушлуқ баш әлчиси ән буайонниң министирлиққа чақиртилғанлиқини уқтурғаниди.

байанатта, баш әлчи буайонға 1961-йили  елан қилинған дипломатик мунасивәтләр әһдинамисигә хилап паалийәтләр билән шуғулланғанлиқи үчүн, икки хизмәтчисиниң «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилинғанлиқиниң уқтурулғанлиқи, мәзкур икки дипломатниң 48 саәт ичидә әзәрбәйҗан чеграсидин чиқип кетишиниң тәләп қилинғанлиқи вә наразилиқ ултиматоми тапшурулғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر