һамасниң әсир алмаштурушқа даир муһим шәртлириниң бирси һуҗумниң пүтүнләй тохтитиши

пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити һамасниң сийасий бийуроси әзаси осамә әл һәмдан исраилийә билән йеңи әсир алмаштуруш мәсилисидики муһим шәртләрниң бирси ғәззәгә қаритилған һуҗумниң пүтүнләй тохтитиши икәнликини ейтти.

2081151
һамасниң әсир алмаштурушқа даир муһим шәртлириниң бирси һуҗумниң пүтүнләй тохтитиши

түркийә авази радийоси хәвири: һамасниң сийасий бийуро әзаси һәмдан ливан пайтәхти бейруттики ишханисида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлири вә уруш тохтитиш мумкинчилики һәққидә тохталди.

йеқиндин буйанқи әсир алмаштуруш сөһбитигә мунасивәтлик тәшәббус вә тәклипләр тоғрисида нурғун сөзләрниң қилинғанлиқини әскәрткән һәмдан: «һамасниң бу йәрдики ениқ мәйдани шуки, натсист (исраилийә) ниң хәлқимизгә қаратқан уруш җинайити вә һуҗумлирини тохтитиши керәк» деди.

һәмдан ғәззә хәлқиниң һәргизму исраилийәниң техиму көп қирғинчилиқлар арқилиқ хилаплиқ қилиши ениқ болған «вақитлиқ уруш тохтитиш» ни үмид қилмайдиғанлиқини билдүрүп: «әксичә ғәззә хәлқи һуҗумниң омумийүзлүк тохтитилишини үмид қилиду. уруш тохтитишқа даир техичә пишип йетилгән бирәр тәшәббус йоқ вә  ишғалийәтчи қисимлар арқиға илгириләш үчүн тактикисини өзгәртишкә урунмақта» деди.

һамас әмәлдари исраилийәниң 7-өктәбир (2023) дин буйан ғәззәгә қаратқан һуҗумлирида һазирғичә тәхминән 21 миң пуқраниң өлтүрүлгәнликини вә 54 миң пуқраниң йариланғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر