иран, мисир вә ийорданийә ташқи ишлар министирлири ғәззә вәзийити тоғрисида сөзләшти

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан ийорданийә вә мисирлиқ мәнсәпдашлири билән телефонлишип, исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлири вә райондики киризисни музакирә қилди.

2080973
иран, мисир вә ийорданийә ташқи ишлар министирлири ғәззә вәзийити тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, абдуллаһийан билән ийорданийәлик мәнсәпдиши әймән сәфәдиниң телефонлишип, исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини тохтитиш вә инсанпәрвәрлик йардәмләрни йәткүзүп бериш йолидики тиришчанлиқларни музакирә қилғанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, абдуллаһийан ийорданийә вә падишаһ абдуллаһ иккинчиниң пәләстин мәсилисини қоллаш йолидики тиришчанлиқиға йуқири баһа бәргән.

телефон сөһбити җәрйанида, сүрийә арқилиқ ийорданийәгә қилиниватқан зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилики вә униң елип келидиған хәвпи қатарлиқларму муһакимә қилинған.

сәфәди ийорданийәниң зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчиликини дөләт бихәтәрликигә тәһдит дәп қарайдиғанлиқини вә барлиқ тәдбирләрни қоллинип уни йоқитидиғанлиқини оттуриға қойған.

абдуллаһийан йәнә, мисирлиқ мәнсәпдиши сәмиһ шукри билән телефон сөһбити өткүзди؛ мисир ташқи ишлар министирлиқи фейсбуктики адресида байанат елан қилип, абдуллаһийан билән шукриниң телефонлишип, ғәззәдики инсанпәрвәрлик киризиси вә уни пәсәйтиш үчүн хәлқарада ишлиниватқан хизмәтләр, шундақла икки дөләт мәсилилирини музакирә қилғанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, шукри сөһбәт җәрйанида, абдуллаһийанға мисирниң ғәззәдә уруш тохтитиш вә инсанпәрвәрлик йардими еқимиға капаләтлик қилиш йолидики тиришчанлиқлириниң нәтиҗиси һәққидә учур бәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر