макрон исраилийә һуҗум нишани қилған ғәззәдики католик черкав һәққидә тохталди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон исраилийә һуҗум нишани қилған ғәззәдики католик черкавиниң паҗиәлик әһвалидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқлирини билдүрди.

2080282
макрон исраилийә һуҗум нишани қилған ғәззәдики католик черкав һәққидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә елисе сарийи тәрипидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, макрон хиристийан дунйаси тәбрикләшкә тәййарлиқ қиливатқан рождества байримидин илгири қуддусниң латин патрики, баш поп пиребаттиста пиззабалла билән телефонда көрүшкән.

сөһбәттә, макрон 16-декабирда ғәззәдики муқәддәс аилә католик черкавиға исраилийә әскәрлири қилған һуҗумда қаза қилған икки хиристийан үчүн баш поп пиззабаллаға тәзийә билдүргән.

макрон исраилийә әсләрлири ғәззәдә һуҗум нишани қилған вә һәр хил диндики йүзлигән пуқралар панаһланған муқәддәс аилә католик черкавидики паҗиәлик вәзийәттин чоңқур әндишә һес қилғанлиқлирини билдүргән.

макрон фирансийәниң қуддустики консулханиси арқилиқ хиристийан җамаәтлирини қоғдаштики мәсулийити вә ролиға даир вәдә берип,  «тарихи мирас» дәп тәсвирлигән бу мәсулийәтниң хиристийан җамаити дуч келиватқан нөвәттики хәтәрләр алдида толуқ ада қилинидиғанлиқини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر