һинди окйанда бир парахот һуҗумға учриди

америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон) һинди окйанда химийәлик мадда қачиланған парахотниң ирандин қойуп берилгән учқуниң һуҗумиға учриғанлиқини елан қилди.

2080482
һинди окйанда бир парахот һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи һинди окйанда һиндистанға қарап илгириләватқан бир химийәлик мадда тошуғучи парахотниң һуҗумға учриғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «йапонийәниң голландийә тәрипидин иҗарә елинған < Chem Pluto> намлиқ химийәлик мадда тошуғучи парахоти, бүгүн (түнүгүн) шу йәр вақти 10.00 (әнқәрә вақти 18.00) да һинди окйан қирғиқидин 370 километир йирақлиқта һуҗумға учриди» дейилди.

байанатта, һуҗумниң ирандин қойуп берилгән тақ йөлинишлик учқу билән қилинғанлиқи вә һечқандақ өлүм-йетим һадисисиниң көрүлмигәнлики, парахотта чиққан отниң өчүрүвелинғанлиқи қәйт қилинди.

һуҗум йүз бәргәндә америка һәрбий парахотиниң йеқин әтрапта әмәслики, америка деңиз армийә мәркизий қоманданлиқ иштабиниң һиндистанға қарап илгириләватқан парахот билән алақисини сақлап қалғанлиқи әскәртилди.

байанатта мундақ дейилди:

«бу иранниң 2021-йилдин буйан сода парахотлириға қилған йәттинчи һуҗумидур.»

бирақ, иран һазирғичә һуҗумға мунасивәтлик һечқандақ байанат елан қилмиди.

деңиз бихәтәрлик ширкити амбрей (Ambrey) б б с ниң зийаритини қобул қилип, мәзкур парахотниң сәуди әрәбистандин һиндистанға қарап йолға чиққанлиқи вә исираилийә билән мунасивити барлиқи тоғрисида мәлумат бәрди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики һусийлар ғәззәдә 7-өктәбирдин буйан һуҗумлирини давамлаштуруватқан исираилийәгә наразилиқини билдүрүп, қизил деңизда исираилийә парахотлирини һуҗум нишани қилидиғанлиқи тоғрисида тәһдит салған иди.

һусийлар һәрикәт қилишни башлиғандин кейин, нурғун парахот ширкәтлири қизил деңизда сәпәр қилишни тохтатқан иди.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадилири 7 - өктәбир (2023) дә исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилған вә буниңға қарита исраилийә қисимлири уруш айропиланлири билән ғәззә районини вәһшиләрчә бомбардиман қилип, «төмүр қилич һәрикити» ни башлиғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر